исираилийә қуруқлуқ қисми нишанлиқ зәрбә бериш һәрикити қилған

исираилийә армийәси қуруқлуқ қисимлириниң қоршав астидики ғәззәгә «нишанлиқ зәрбә бериш һәрикити» қилғанлиқини билдүрди.

2056710
исираилийә қуруқлуқ қисми нишанлиқ зәрбә бериш һәрикити қилған
israil cami saldiri.jpg
israil gazze saldiri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә армийәси йазма байанат елан қилип, қуруқлуқ қисимлириниң ғәззәниң оттура районида қилған нишанлиқ зәрбә бериш һәрикитигә, уруш айропиланлири вә учқуларниңму қатнаштурулғанлиқини билдүрди.

байанатта, һәрикәт җәрйанида топчи қисимларниң һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилириға тәвә икәнлики илгири сүрүлгән районларни бомбардиман қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, қуруқлуқ қисимлириниң һәрикәттин кейин исираилийәгә қайтқанлиқи вә әскәрләрниң һечқандақ чиқимға учримиғанлиқи әскәртилди.

исираилийә армийәси 25-өктәбир (2023) му ғәззәниң шәрқидә танкилар билән зәрбә бериш бериш һәрикити қилғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر