песков түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини тәбриклиди

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков, түркийәниң алдинқи әсирдә тәрәққий қилип, илғар вә тәсири күчлүк дөләткә айланғанлиқини ейтти.

2056876
песков түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

29 – өктәбир түркийәдә дөләт байрими (җумһурийәт байрими) ниң тәбриклинидиғанлиқини әскәрткән песков, «мән шериклиримизниң бу муһим хатирә күнини чин көңлүмдин тәбрикләймән» деди.

русларниң түркийә һәққидики қарашлири һәққидә тохталған байанатчи димитрий песков, «русийә түркийәни йахши көриду вә униң мувәппәқийәтлиридин сөйүниду. түркийә тарихиниң әң йахши утуқлирини қоғдап тәрәққий қилдуруш биләнла қалмай, өткән әсирдә тәрәққий қилип, илғар вә тәсири күчлүк бир дөләткә айланди» дегәнләрни қәйт қилди.

москваниң русийә билән түркийә оттурисидики тәрәққий қилған, ишәнчни асас қилған һәмкарлиқ мунасивитигә интайин әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлигән песков, бу мунасивәтләрниң техиму күчийишини үмид қилидиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر