«ғәззәдә миңларчә бимар өлүм хәвпигә дуч кәлмәктә»

дунйа сәһийә тәшкилати исраилийәниң шиддәтлик һуҗумлири астидики ғәззә районида сақлиқни сақлаш вә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң кәмчиллики сәвәбидин миңларчә бимарниң өлүм хәвпигә дуч кәлгәнликини җакарлиди.

2056713
«ғәззәдә миңларчә бимар өлүм хәвпигә дуч кәлмәктә»

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тидрос адханом гебрейесус, исраилийәниң шиддәтлик һуҗумлири астидики ғәззә районида, сақлиқни сақлаш вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң кәмчиллики сәвәбидин, миңларчә бимарниң өлүм хәвпигә дуч кәлгәнликини қәйт қилди.

гебрейесус аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, исраилийә – пәләстин оттурисидики сүркилиш һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«исраилийәниң шиддәтлик һуҗумлири астидики ғәззә районида, сақлиқни сақлаш вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң кәмчил болуши миңлиған бимарларни өлүм хәвипигә дучар қилмақта.»

«дунйа сәһийә тәшкилати алақидар тәрәпләрни ғәззә аһалисини йемәклик, су вә йеқилғудин мәһрум қилишниң орниға, инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш келишими түзүшкә чақириду.»

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға бесип киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر