аббас: ғәззәдә йүз бәргәнләрдә дунйа дөләтлириниңму мәсулийити бар

пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас ғәззәдә йүз бәргәнләрдә, исраилийә вә исираилийә ишғалчи һөкүмитиниң таҗавузчилиқ һәрикитини чоңқурлаштурушқа илһамландурған дунйа дөләтлириниң мәсулийити барлиқини ейтти.

2055531
аббас: ғәззәдә йүз бәргәнләрдә дунйа дөләтлириниңму мәсулийити бар

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас ишғал астидики рамаллаһта фирансийә пирезиденти макрон билән көрүшти.

пәләстин телевизийәси мәһмут аббас-макрон сөһбитидин кейин елан қилинған байанатларни тарқатти.

мәһмут аббас пәләстиндә йүз бәргән ишларниң мәсулийитиниң исраилийәдә икәнликини билдүрүп, бу ишларда исраилийәни таҗавузчилиқини чоңқурлаштурушқа илһам бәргән дунйа дөләтлиридиму охшаш мәсулийәтниң барлиқини әскәртти.

у рәсмий уруш тохтитишни, бихәтәрлик каридориниң ечилишини, су, електр, йеқилғу вә башқа еһтийаҗларниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилғанлиқлирини тәкитләп: «ғәззәдә болсун йаки ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида болсун, пәләстинликләрниң йурт-маканлиридин қоғлинип, пәләстинниң сиртиға көчүрүлүшигә қарши туримиз» деди.

у б д т хәвпсизлик кеңишидики тәрәпләргә вә фирансийә пирезиденти макронға, исираилийәниң һуҗумлирини дәрһал тохтитишни, хәлқаралиқ тинчлиқ конферансиниң өткүзүлүшини вә мәсилини сийасий йол билән һәл қилишни чақириқ қилип: «ғәззә ишғал қилинған земинларниң бир парчиси. ғәззәгә қаритилған қисмән йаки бихәтәрликни мәзмун қилған һәр қандақ һәл қилиш чарәсини рәт қилимиз. биз кәң даирәлик сийасий һәл қилиш чарәсигә әмәл қилимиз» деди.

фирансийә пирезиденти макрон: «һәр қандақ иш һечбир йәрдә террорлуқ һуҗуминиң тоғрилиқини көрситип берәлмәйду. пәләстин хәлқигә вә һамас башлиған һуҗумдин кейин пәйда болған шиддәтлик зораванлиқларниң барлиқ қурбанлириға тәзийә билдүримән» деди.

у тинчлиқ вә бихәтәрлик һәрикәтлириниң үч асасий болуши керәкликини, буларниң «террорлуқ гуруппилириға қарши күрәш, пуқраларниң қоғдилиши вә сийасий тиришчанлиқларниң қайтидин башлиниши» икәнликини билдүрди.

фирансийә пирезиденти макрон бир қанчә саәтлик рамаллаһ зийаритидин илгири исираилийәни зийарәт қилған иди. у бу җәрйанда «террорлуқ гуруппилириға қарши уруш» дәп атиған «хәлқара бирләшмә қошун қуруш» ни чақириқ қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر