әрәб әллири хәлқара җәмийәтни ғәззә үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди

әрәб дөләтлири  ташқи ишлар министирлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә чақирилған «пәләстин мәсилиси» йиғинида, хәлқара җәмийәтни ғәззәдә дәрһал уруш тохтитишқа капаләтлик қилиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирди.

2055621
әрәб әллири хәлқара җәмийәтни ғәззә үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә пәләстин мәсилиси тоғрилиқ чақирилған йиғинда, мисир, сәуди әрәбистан, ийорданийә вә алҗирийә ташқи ишлар министирлири сөз қилди.

мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри: «ғәззә райони үчүн дәрһал, шәртсиз уруш тохтитилиши керәк» деди.

сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири фәйсәл бин фәрһан мундақ деди: «һазирға қәдәр бизниң шаһит болуватқиминиз؛ хәлқара җәмийәтниң исраилийә армийәсиниң ғәззә аһалилирини омумйүзлүк җазаландуруши вә өй – маканлиридин мәҗбурий һалда көчүрүветишниң алдини алалмаслиқидур. бу болса бизни һәммимиз арзу қиливатқан бихәтәрлик вә муқимлиқтин техиму йирақлаштурувәтмәктә. хәвпсизлик кеңишиниң сүкүт қилип турушини қобул қилғили болмайду. исраилийә армийәсиниң һәрбий һәрикитини тохтитиш,  пуқраларни қоғдаш, ғәззәгә қаритилған  қамалниң бикар қилиниши вә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң ғәззә райониға киришигә капаләтлик қилиш үчүн, хәвпсизлик кеңиши һәрикәткә өтүшкә тегишлик вақит аллиқачан йетип кәлди.»

ийорданийә ташқи ишлар вәзири әйман әссәфиди мундақ деди: «исраилийәниң ғәззәни ишғал қилиши кәлтүрүп чиқарған вә техиму чоңқурлаштурувәткән киризис, таки ишғалийәт ахирлашланға қәдәр қошна дөләтләргә давамлиқ тәсир көрситиду. шундақла бу бизниң дөләт бихәтәрликимизгә тәһдит һесаблиниду, шуңа биз пүтүн күчимиз билән буниңға қарши туримиз.»

алҗирийә дипломатийә министири әһмәд әттаф мундақ деди: «пүткүл дунйа хәвпсизлик кеңишиниң қисқа вақит ичидә ғәззә районидики наһәқ қоршавни бикар қилишини, исраилийәниң ғәззә аһалисини қалаймиқан бомбардиман қилишини вә пәләстинликләрниң өй – маканлиридин айрилип қелишини тохтитишини төт көз билән күтмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر