һизбуллаһ рәһбири һамас вә исламий җиһад һәрикитиниң мәсуллири билән көрүшти

һизбуллаһ баш катипи һәсән нәсруллаһ 7-өктәбирдин буйан тунҗи қетим һамас вә исламий җиһад һәрикитиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.

2055649
һизбуллаһ рәһбири һамас вә исламий җиһад һәрикитиниң мәсуллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: 10-айниң 8-күнидин башлап исраилийә армийәси билән тоқунушуватқан ливандики һизбулланиң баш катипи һәсән нәсруллаһ пәләстин исламий җиһад һәрикитиниң баш катипи зийад әннәһһалә вә һамас сийасий бийуросиниң муавин рәиси салиһ әларури билән көрүшти.

һизбулланиң аммиви ортақлишиш тор бети Telegram сәһиписидә елан қилинған байанатта, үч тәрәплик учришишта, һамасниң исраилийәгә қарши қозғиған «әқса топани» һуҗуми вә ливан – исраилийә чеграсидики тоқунушлар һәмдә ғәззәдики йеқинқи өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилғанлиқи әскәртип мундақ дейилди:

«учришишта, исраилийәниң ғәззә вә пәләстингә қарита давамлаштуруватқан вәһшийләрчә һуҗумлирини тосуш үчүн, бу сәзгүр басқучта һәқиқий ғәлибини қолға кәлтүрүш үчүн қаршилиқ көрситиш сепиниң немә қилиши керәклики һәққидә музакирә елип берилди. рәһбәрләр өзгиришләрни йеқиндин көзитиш, мас қәдәмдә һәрикәт қилишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.»

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

исраилийә – ливан чеграсида исраилийә армийәси билән һизбуллаһ оттурисидики тоқунушлар 8-өктәбирдин буйан үзлүксиз давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر