исираилийәниң бомбардиманлирида 4 миңдин артуқ киши җенидин айрилди

исираилийә армийәси кечә (22-өктәбир) бойичә ғәззәниң охшимиған районлирини айропилан вә топ оқлири билән қилған бомбардиманлирида, 400 дин артуқ пәләстинлик җенидин айрилди.

2054525
исираилийәниң бомбардиманлирида 4 миңдин артуқ киши җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин вафа (WAFA) агентлиқи шәһәрдики сәһийә органлиридин елинған мәлуматларға асасланған һалда ғәззәдә җенидин айрилғанларниң %70 ни балилар, айаллар вә йашанған кишиләрниң тәшкил қилидиғанлиқини елан қилди.

вафа агентлиқиниң билдүрүшичә, 7-өктәбир (2023) дин буйан исираилийәниң бомбардиманлирида җенидин айрилғанлар сани 4 миң 700 кә чиққан.

ғәззәгә қарита елип бериливатқан бомбардиманларниң 16-күнидә, исираилийә һәрбий айропиланлириниң бомбардимани вә қуруқлуқтин қилинған һуҗумларда бир күндә 400 дин артуқ пәләстинлик җенидин айрилди.

сәһийә органлиридин елинған мәлуматларға асасланғанда, йәкшәнбә (22-өктәбир) күни хан йунус мусапирлар лагерида 44, рәфаһта 57, шәһәрниң оттура қисмида 168, ғәззә шәһәр мәркизидә 66, шималда 44 пәләстинлик җенидин айрилған.

мисир чеграси әтрапиға җайлашқан рәфаһ шәһиридики бир өйниң бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә, алтә киши җенидин айрилған, 11 киши йариланған. карара мәһәллисидә бәш киши җенидин айрилған. ғәззәниң оттура қисмиға җайлашқан миғрака районидики бир өйниң бомбардиманида төт киши җенидин айрилған, алтә киши йариланған.

җибалйа мусапирлар лагеридики икки өй вә әлалбани мәсҗиди бомбардиманида 20 дин артуқ киши җенидин айрилған.

вафа агентлиқиниң сәһийә министирлиқидин нәқил елип елан қилған мәлуматлирида қәйт қилинишичә, исираилийәниң бомбардиманида ғәззәдики бәзи мәһәллиләр пүтүнләй вәйран болған. бәзи аилиләрниң барлиқ әзалири җенидин айрилған.

исираилийә айропиланлири ғәззәниң оттура қисмидики шифа дохтурханиси вә қуддус дохтурханисиниң әтрапиниму бомбардиман қилди.

ғәззәдики ички ишлар министирлиқиниң байанатида, исираилийә айропиланлириниң шәйх ридван вә әлбәсрә мәһәллисидики өйләрни бомбардиман қилған. бомбардиманда өлүм-йетим һадисилири көрүлгән.

исираилийә айропиланлири ғәззәниң шималиға җайлашқан җибалийа мусапирлар лагерини бомбардиман қилди. бомбардиманда, нурғун пәләстинлик җенидин айрилди, онларчә киши йариланди.

исираилийә армийәси ғәззәгә һава вә қуруқлуқтин һуҗум қиливатқан бир вақитта, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида нурғун пәләстинлик қолға елинди.

әләқса қанилиниң телеграм сәһиписидә елан қилинған хәвәрләрдә билдүрүлишичә, исираилийә армийәси ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики тинитишлирида қораллиқ қаршилиққа дуч кәлгән.

исираилийә армийәси ливанниң җәнубида һизбуллаһниң көзитиш нуқтилири вә айтарун йезиси әтрапини бомбардиман қилди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқниң телеграм адресида, министирлиқ байанатчиси әшрәф әлқудраниң ғәззәдә йеқилғуси түгигән дохтурханиларға ианә қилиш чақириқиға мунасивәтлик байанати һәмбәрләнди.

байанатта, «йеқилғу понкити хоҗайинлирини вә қолида қанчилик болушидин қәтийнәзәр дохтурханиларға ианә қилишқа чақиримиз» дейилди.

байанатчи әшрәф әлқудра дохтурханиларға йеқилғу ианә қилмаслиқниң 38 балини өз ичигә алған 1100 нәпәр бөрәк йетишмәслик кесилигә гириптар болған бемарниң һайатиға тәһдит пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

исраилийә армийәсиму уруш айропиланлирини ишлитип ғәззәгә қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر