булғарийә, түркийә вә роменийә бирликтә мина тазилайду

булғарийә дөләт мудапиә министири тодор тагарев булғарийә, түркийә вә роминийәниң пат йеқинда қара деңизда мина тазилаш һәрикитини елип баридиғанлиқини билдүрди.

2053993
булғарийә, түркийә вә роменийә бирликтә мина тазилайду

түркийә авази радийоси хәвири: министир тагарев пайтәхт софийада өткүзүлгән «украинада тинчлиқни қолға кәлтүрүш» темилиқ хәлқаралиқ йиғинда сөз қилип, қара деңизға қошна болған булғарийә, түркийә вә роминийәниң мина тазилаш хизмәтлиридә мас һәрикәт қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

у сөзини давамлаштуруп: «пат йеқинда булғарийә, түркийә вә роминийә қара деңизда бирләшмә мина издәш һәрикитини башлайду. һәрикәт башлиништин илгири бәзи интайин кичик тәпсилатларни конкретлаштурушқа тоғра келиду. бу һәрикәт дөләтлиримизниң деңиз тәвәликидики бихәтәрликини күчәйтиду» деди.

тагарев украина қисимлириниң мина тазилаш һәрикитигә қатнишишиниң пиланда йоқлоқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر