исираилийә хәлқи: 7-өктәбирдики һуҗумларға нетанйаһу җавабкар

исираилийә хәлқиниң %80 и һамасниң қораллиқ қанити қассам биригадилириниң 7-өктәбир (2023) дики һуҗумлириға, баш министир нетанйаһу җавабкар дәп қарайдиғанлиқи оттуриға чиқти.

2053677
исираилийә хәлқи: 7-өктәбирдики һуҗумларға нетанйаһу җавабкар

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәниң «маарив гезити» 510 исираилийәликтин тәшкил тапқан лазар тәтқиқат иниститути тәрипидин елип берилған әлрайи нәтиҗилирини елан қилди.

әлрайи нәтиҗилиригә асасланғанда, исираилийәликләрниң %80 и 7-өктәбир йүз бәргән қассам биригадилириниң һуҗумлириға, нетанйаһу җавабкар дәп қарайдикән. хәлқниң пәқәт %8 и нетанйаһу җавабкар әмәс, дәп қарайдикән. %12 болса, пикриниң йоқлуқини билдүргән.

әлрайи нәтиҗисидә қәйт қилинишичә, исираилийәдә хәлқниң %65 и дөлитиниң келәчикигә үмид билән қарайдиған болуп, %25 и үмидсиз икән. әгәр һазирниң өзидә  сайлам өткүзүлгән әһвалда һөкүмәтни тәшкил қилған сийасий партийәләрниң парламенттики 120 орундин пәқәт 43 ни қолға кәлтүрәләйдикән.

һамасниң қораллиқ қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر