байдин исираилийә вә украинани қоллаш үчүн конгрәдин хамчот тәләп қилиду

америка пирезиденти җо байдин дөләтниң миллий бихәтәрлик еһтийаҗлири рамкисида исираилийә билән украинани өз ичигә алған шерик дөләтләрни қоллаш үчүн, бүгүн (20-өктәбир) конгрәдин «муһим хамчот» тәләп қилиду.

2053543
байдин исираилийә вә украинани қоллаш үчүн конгрәдин хамчот тәләп қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин пирезидентлиқ ишханисида хәлққә хитаб қилип нутуқ сөзлиди.

у америка конгрәсидин тәләп қилидиған хамчотниң исираилийәниң бихәтәрлики үчүн берилгән вәдини буниңдин илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидә испатлайдиғанлиқини билдүрүп: «бу ақиланилик билән селинидиған мәбләғ болуп, американиң  бихәтәрликигә әвладму әвлад нәп йәткүзиду »деди.

у конгрәниң мәбләғ аҗритишини тәләп қилған «бихәтәрлик тәклип лайиһәси» ниң исраилийәниң һәрбий әвзәлликини күчәйтидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «биз райондики башқа дүшмән күчләрниң исраилийәниң илгирикидин техиму күчлүк икәнликини көрүшини капаләткә игә қилип, тоқунушниң кеңийип кетишиниң алдини алимиз» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«биз һамасқа охшаш террорчиларниң вә русийә пирезиденти владимир путинға охшаш мустәбитләрниң ғәлибә қилишиға йол қоймаймиз, мән буниңға йол қоймаймән» деди.

у исираилийә зийарити тоғрисидиму тохталди вә мундақ деди:

«америка һамас тәрипидин гөрүдә тутулуватқан америкалиқларниң бихәтәрликигә алдин әһмийәт бериду. тинчлиқтин ваз кәчмәймиз, мәсилини икки дөләтлик һәл қилиш чарәсидин айрилмаймиз.»

у «ғәззәдики дохтурханида йүз бәргән партлаш» тин чоңқур қайғурғанлиқлирини әскәртти вә буниң исираилийәликләр тәрипидин қилинмиғанлиқини қайта тәкитлиди.

у исираилийә баш министири нетанйаһу билән «исираилийәниң уруш қаидәлиригә уйғун» һәрикәт қилиши керәклики мәсилисиниму музакирә қилғанлиқини билдүрүп: «бу, тоқунушта имканқәдәр пуқраларни қоғдаш мәнисини билдүриду» деди.

у йәнә, алдинқи һәптә америкада алтә йашлиқ бир мусулман балиниң өлтүрүлгәнликигә инкас қайтуруп мундақ деди: «бу ишлар йүз бәргәндә биз сүкүт қилалмаймиз, биз йәһудийлар вә ислам өчмәнликини очуқ рәт қилишимиз керәк» дәп тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر