америкада өткүзүлгән намайишларда йәһудийлар алдинқи сәптә турди

америка пайтәхти вашингтонда конгрәниң йан бинасиға киргән йәһудийлар исираилийәгә наразилиқ билдүрди.

2053074
америкада өткүзүлгән намайишларда йәһудийлар алдинқи сәптә турди
roma filistin destek.jpg
abd israil tepki.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: «уруш тохтат» дәп хәт йезилған лозункини ачқан йәһудий намайишчилар, «ғәззәни қоршашни тохтат, сийонизм фашизмға охшаш. америкалиқ йәһудийлар ғәззәдә әмди урушни тохтат дәйду» дәп шоар товлиди.

сақчилар исираилийәни уруш тохтитишқа чақирған тәхминән 300 әтрапидики тинчлиқ тәпдари намайишчини қолға алди. конгрә бинасиниң алдидиму намайиш қилған йәһудий гуруппилар пәләстинни қоллап шоар товлиди.

нийу йорк вә чикаго қатарлиқ чоң шәһәрләрдиму исираилийәниң дохтурхана һуҗумини әйибләп намайиш өткүзүлди. пәләстинниң байрақлирини көтүрүвалған намайишчилар, исираилийәгә қарши шоар товлиди. у шәһәрләрдә йашаватқан йәһудийлар намайишниң алдинқи сепидин орун алди.

америка ташқи ишлар министирлиқиға қарашлиқ «иттипақдашлар вә шерик дөләтләрни қорал-йарағ билән тәминләш» идарисиниң мудири җош павул (Josh Paul)  американиң исираилийәгә йанбасқан мәйданини узунғичә қоллийалмайдиғанлиқини  билдүрүп, хизмитидин истепа бәргәнликини елан қилди.

коломбийә пирезиденти гаставо петро екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, исираилийәниң ғәззәдики «әләһли баптст» дохтурханисини бомбилишиниң хәлқаралиқ тәкшүрүлүши шәрт болған «уруш җинайити» икәнликини билдүрди.

биразилийә пирезиденти силваму «әләһли баптст» дохтурханисиға қилинған һуҗумниң кәчүргили болмайдиған тирагедийә икәнликини, урушниң мәнисиз икәнликини билдүрүп, байанат елан қилди.

биразилийәниң сав павло шәһиридиму пәләстин хәлқини қоллап, намайиш өткүзүлди. намайишчилар исираилийәниң һуҗумини әйибләп, пәләстинликләрни қоллайдиған шоарлар йезилған лозункиларни ачти.

чили пирезиденти габрийел борич хитай зийарити җәрйанида, ғәззәдики дохтурхана һуҗуми тоғрисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у: «һамас пәйда қилған қобул қилғили болмайдиған һуҗумларға қарши исираилийәниң ғәззәдә намайан қиливатқан йавайилиқи, һечқандақ ишиниң тоғра икәнликини билдүрмәйдиғанлиқини ейтишни халаймән» деди.

иреландийә пирезиденти майкел хиггинс (Michael Higgins) исираилийәниң «әләһли баптст» дохтурханисиға қилған һуҗуминиң енқла «уруш җинайити» сүпитидә тәкшүрүлүши керәкликини қәйт қилди.

әнглийәдә чарлез данс, лийам канниңхам вә тилда свинтон қатарлиқ даңлиқ сәнәтчиләрни өз ичигә алған 2 миңдин артуқ сәнәтчи ғәззәдә уруш тохтитиш чақириқиға имза қойди.

канаданиң торонто шәһиридики исираилийә консулханиси алдида йопланған намайишчиларму исираилийә һөкүмитиниң ғәззәдики һуҗумини әйиблиди.

испанийәниң барселона шәһиридә өткүзүлгән намайишчилар, исираилийәниң «әләһли баптст» дохтурханиси бомбардиманини өз ичигә алған ғәззәдики һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди.

италийә пайтәхти римда пәләстинни қоллап намайиш өткүзүлди. пәләстин байрақлирини вә һәр хил шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүвалған намайишчилар, исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлирини әйиблиди.

гиретсийә пайтәхти афенадиму миңларчә киши пәләстинни қоллап намайиш қилди.

алҗирийә путбол федератсийәси исраилийәниң ғәззә райониға қилған һуҗумлириниң нәтиҗиси сүпитидә, пәләстин хәлқи билән һәмкарлишиш мәқситидә барлиқ паалийәтлирини йеңи уқтуруш чиққичә вақтинчә тохтатқанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر