исраилийә духтурхана бомбардиман қилип йүзләрчә адәмниң җениға замин болди

исраилийә армийәси ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилип, йүзләрчә кишиниң җениға замин болди.

2052359
исраилийә духтурхана бомбардиман қилип йүзләрчә адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилип, дәсләпки мәлуматларға қариғанда 500 адәмниң җениға замин болди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқи байанатчиси әшрәф әлқудрә, әләһли бабтист дохтурханисиниң бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә, көп санлиқи бовақлар, балилар вә айаллар болуп, 500 адәмниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

«бабтист дохтурханиси қирғинчилиқи мислисиз вә тәсвирлигүсиз» дегән қудрә,  ғәззәдики давалаш әслиһәлириниң түгәш алдида туруватқанлиқини әскәртип: «давалаш имканийәтлириниң толуқ түгәп кәткәнликини елан қилишқа бир қанчә саәтла вақит қалди» деди.

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас бомбардимандин кейин, үч күнлүк матәм елан қилди.

пәләстин исраилийә уруш айропиланлириниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисиға қилған һуҗуминиң «уруш җинайити» икәнликини елан қилди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи фейсбуктики адресида исраилийәниң һуҗумиға наразилиқ билдүрүп, исраилийә уруш айропиланлириниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилиш арқилиқ «уруш җинайити» садир қилғанлиқини вә буниң шундақла инсанийәткә қарши садир қилинған җинайәт икәнликини билдүрди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر