байдин: «дохтурхана һуҗумини силәр ( исраилийә) әмәс, қарши тәрәп тәшкиллигәндәк қилиду»

җо байдин дохтурханиға исраилийәниң һуҗум қилмиғанлиқини илгири сүрүп, «әһвалға қариғанда дохтурханиға һуҗум қилишни силәр ( исраилийә) әмәс, қарши тәрәп тәшкиллигәндәк қилиду, әмма нурғун кишиләр бундақ дәп қаримайду.» деди.

2052626
байдин: «дохтурхана һуҗумини силәр ( исраилийә) әмәс, қарши тәрәп тәшкиллигәндәк қилиду»
biden-netanyahu.jpg
biden-israil.jpg

түркийә авази радйоси хәвири: америка президенти җо байдин исраилийәгә йетип берип,  баш министир бенйамин нетанйаһуға: «йениңизда икәнликимни  икәнликимни бивастә көрситип қойуш үчүн өзүм кәлдим» деди.

түркийә авази радйоси хәвири: җо байдин ғәззәдики әһли баптист дохтурханисиға қилинған һуҗумдин кейин, исраилийәниң пайтәхти тел авивға йетип барди.

байдин бен гурийон айродромида исраилийә пирезиденти исаҗ һерзог вә исраилийә баш министири нетанийаһу тәрипидин қарши елинди.

байдин нетанйаһу билән көрүшүштин илгири елан қилған байанатида: «һамас террорчилири 1300 кишини өлтүрди. мән улар тәрипидин тутқун қилинған балиларниң немиләрни баштин кәчүридиғанлиқини тәхминму қилалмаймән. америкалиқлар сиз билән охшаш пикирдә вә әндишә қилмақта. исраилийә бу һуҗумларға җаваб қайтурди, мениңчә бу давамлишиши керәк өзиңизларни қоғдашқа лазимлиқ һәммә ишни қилалишиңлар керәк. буни әмәлгә ашуруш үчүн һәр түрлүк йардәмләрни қилимиз» деди.

байдин дохтурханиға исраилийәниң һуҗум қилмиғанлиқини илгири сүрүп, «әһвалға қариғанда дохтурханиға һуҗум қилишни силәр ( исраилийә) әмәс, қарши тәрәп тәшкиллигәндәк қилиду. әмма нурғун кишиләр бундақ дәп қаримайду. һамасқа күчимизни көрситиш толиму муһим. биз немә қилидиғанлиқимизға қарайли! мән бу йәрдә болушни халидим, чүнки бизниң исраилийәниң йенида икәнликимизни пүтүн дунйаниң билишини халаймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر