шойгу украинадики уруш тоғрисида путинға доклат сунди

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу русийә армийәсиниң тоқунуш линийәси бойичә, украина армийәсиниң һуҗумлириға қарши чоңқур вә басқучму басқуч мудапиә линийәси шәкилләндүргәнликини билдүрди.

2051839
шойгу украинадики уруш тоғрисида путинға доклат сунди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министири шойгу пирезидент владимр путинға армийәниң украинадики һәрикәтлири һәққидә доклат берип: «омумән қилип ейтқанда, вәзийәт муқим вә бихәтәр көрүнүватиду. әскәрләр кәспий һәрикәтләрни елип бериватиду» деди.

шойгу украина армийәсиниң охшимиған йөнилишләрдә һуҗумларни қилишқа урунуватқанлиқини әскәртип: «улар һәр йөнилиштә дегүдәк бизниң актип мудапиәмизгә дуч келиватиду. биз нурғун районлардики тактикилиқ орнимизни йахшилийалидуқ, һечбир йәрдә улар (украина армийәси) ниң әмәлий илгирилишигә йол қойулмайватиду. украина армийәсиниң әтийазлиқ һуҗуми, йазлиқ һуҗуми вә һазир болса, <күзлүк һуҗумлири>ға хатимә берилди. улар бу һуҗумларниң һечқайсисида мувәппәқийәт қазиналмиди» дегәнләрни қәйт қилди.

у пүткүл тоқунуш фиронтларда муәййән йөнилишләр бойичә интайин чоңқур, қәдәмму қәдәм мудапиә линийәлириниң шәкилләндүрүлгәнликини тилға елип: «буни <актип мудапиә> дейишкә болиду. чүнки дүшмән 4- ийун йазлиқ һәрикәт башлиғандин кейин, адәм күчи вә үскүниләрдә зор, көрүнәрлик вә еғир зийанларни тартти. йүзлигән танка вә 1500 бироневикидин айрилип қалди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر