исраиийә һәләб айродурумиға йәнә һуҗум қилди

исираилийә қисимлири сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң контроллуқидики һәләб айродурумиға һуҗум қилди.

2051146
исраиийә һәләб айродурумиға йәнә һуҗум қилди

түркийә авази радйоси хәвири: һәләбтики хәлқара айродурум айрим-айрим үч ракетамийотниң һуҗумиға учриди.

дәмәшиқ һөкүмитиниң хәвәр агентлиқи-сана (SANA) ниң бир һәрбий мәнбәни асас қилған хәвиридә, һәләб айродуруминиң шу йәр вақти 23:35 дә исраилийәниң һава һуҗумиға учриғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә: «учуш йоллири зийанға учриди, айродурумму хизмәттин тохтитилди» дейилди.

исраилийә 12-өктәбирдиму бирла вақитта дәмәшиқ вә һәләбтики хәлқара айродурумларға һуҗум қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر