исраилийә қисимлири 7-өктәбирдин буйан қуддус вә ғәрбий қирғақта 455 кишини тутқун қилди

исраилийә қисимлири түнүгүн (14-өктәбир) ишғал қилинған қуддус вә ғәрбий қирғақниң охшаш болмиған җайлирида 55 пәләстинликни тутқун қилди.

2051159
исраилийә қисимлири 7-өктәбирдин буйан қуддус вә ғәрбий қирғақта 455 кишини тутқун қилди

түркийә авази радйоси хәвири: пәләстин мәһбуслар җәмийитиниң йазма байанатиға асасланғанда, исраилийә қисимлири шәрқий қуддус вә ғәрбий қирғақниң охшаш болмиған шәһәр вә йезилирида тутқун қилиш һәрикитини башлиған болуп, һәрикәт җәрйанида 55 пәләстинлик тутқун қилинған.

исраилийә қисимлири 7-өктәбир (2023) дин буйан қуддус вә ғәрбий қирғақта тутқун қилинған пәләстинликләрниң омумий сани 455 кә йәткән.

һамасниң һәрбий қанити қассам  биригадилири 7-өктәбирдә исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот атқандин башқа йәнә, қораллиқ гуруппилар райондики олтурақ районларға бесип киргән иди.

исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда, һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر