венезуела ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими әвәтиду

хәлқарада ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлири әвәтиш үчүн дипломатик тиришчанлиқлар қанат йаймақта.

2051458
венезуела ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардими әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас венезуела пирезиденти николас мадуро билән телефонда көрүшти. көрүшүштә, ғәззә хәлқиниң мәҗбурий көчүрүлүшигә қарши туридиғанлиқини билдүрүп: «исираилийә ғәззәгә һуҗум қилишни дәрһал тохтитиши, инсанпәрвәрлик йардәм каридориниң ечилишиға рухсәт қилиши керәк» деди.

венезуела пирезиденти николас мадуро ғәззәдә 30 тоннадин артуқ инсанпәрвәрлик йардими әвәтишни қарар қилғанлиқлирини билдүрди.

ийорданийә падишаһи 2-абдуллаһ әрәб бирләшмә хәлипилики әмири әлнаһйан, испанийә падишаһи 6-фелипе билән телефонда көрүшти.

падишаһ абдуллаһ әрәб бирләшмә хәлипилики әмири әлнаһйан билән көрүшкәндә, ғәзәдики урушни тохтитиш үчүн хәлқаралиқ позитсийәниң оттуриға қойулушини, пуқраларниң қоғдилиши вә хәлқаралиқ кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқларни техиму күчәйтишниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

у испанийә падишаһи 6-фелипе билән көрүшкәндә, ғәззәгә тиббий вә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш үчүн зор тиришчанлиқ көрситишни музакирә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر