ғәрб ахбаратлири йалған хәвәрләр билән исраилийәни ақлашқа тиришмақта

ғәрб ахбаратлири йалған хәвәрләр билән исраилийәниң ишғалийәт астдики пәләстин земиниға қилған һуҗумини қануний күчкә игә қилишқа тиришмақта.

2050919
ғәрб ахбаратлири йалған хәвәрләр билән исраилийәни ақлашқа тиришмақта

түркийә авази радйоси хәвири: ғәрбтә йалған хәвәрләр вә әйибләшләр арқиму арқидин тарқалмақта, буниң әң ахирқи мисали америка телевизийә қанили <CNN> дә көрүлди.

<CNN> исраилийәниң «һамас бовақларни өлтүриватиду» дегән йалғанлирини илгири сүрди. һәтта бу йалғанлирини нәх мәйдан программисида аңлатти. <CNN> мухбири сара сиднер бу хәвәрдин кейин иҗтимаий алақә торида байанат елан қилип кәчүрүм сориди.

сиднер исраилийә баш министирлиқ ишханисиниң бу йалғанларни нәқ мәйдандин тарқитиватқанда өзлиригә йоллап, қаймуқтурғанлиқини әскәртип, «мән ишләткән сөзлиримдә техиму диққәт қилишим керәк иди, кәчүрүңлар» деди.

әнгилийәниң «таймис гезити» му исраилийәниң бовақларниң өлтүрүлгәнликигә даир йалғинини хәвәр қилди.  әмма бовақларға даир һечқандақ рәсимни һәмбәһирлимиди. гәрчә рәсимләр «сәзгүр» болғанлиқтин һәмбәһирләшкә болмайдиғанлиқини илгири сүргән болсиму, йәнә шу қаймуқтуруш характерлиқ хата материйалларни  ишлитип, ғәззәдә йариланған кичик балиларниң рәсимини қолланди.

әнгилийәлик журналист вә режиссор һаррий фер ғәрб ахбаратлириниң исраилийә-пәләстин тоқунушини хәвәр қилғанда тәрәп тутуп муамилә қиливатқанлиқини билдүрүп, «бу хәвәр нәччә йүзлигән һәтта миңлиған пәләстинликниң өлтүрүлидиғанлиқини шундақла ғәрб хәлқидә <буни тохтитиш керәк> дәйдиған бир қараш йоқлуқини көрситиду» деди.

һамасниң һәрбий қанити қасссам  биригадиси 7-өктәбирдә исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот атқандин башқа йәнә, қораллиқ гуруппилар райондики олтурақ районларға бесип киргән иди.

исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушта һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر