кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: исраилийә ақ фосфор ишләтти

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати (HRW) исраилийәниң ғәззә вә ливандики һәрбий һәрикәтлиридә ақ фосфор ишләткәнликини елан қилди.

2050426
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: исраилийә ақ фосфор ишләтти

түркийә авази радийоси хәвири: кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати иҗтимаий таратқу суписи <X>  тики адресида байанат елан қилип: «исраилийә ғәззә вә ливандики һәрбий һәрикәтлиридә ақ фосфор ишлитип, пуқраларни еғир вә узун муддәтлик йарилиниш хәвипигә дучар қилди» деди.

ақ фосфорниң чидиғусиз көйүшни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи вә өйләргә от қойуветидиғанлиқи әскәртилгән байанатта, аһалә зич олтурақлашқан районларда ақ фосфор ишлитишниң қанунға хилап икәнлики тәкитләнди.

пәләстин ташқи ишлар министирлиқиниң иҗтимаий таратқу суписи <X>  тики адресида елан қилинған байанатида: «ишғалийәтчи исраилийә пәләстинликләргә қарши хәлқарада чәкләнгән ақ фосфорни ишлитиватиду» дегән ибариләргә орун берилди.

ливан һизбуллаһи, ливан җәнубий чеграсидики дахайра базириниң удулиға җайлашқан исраилийә һәрбий райониға башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини елан қилғаниди.

ливан рәсмий хәвәр агентлиқи —NNA, башқурулидиған бомба қойуп берилип узун өтмәйла дахайра базири әтрапидики районниң зәмбирәк һуҗумиға, йарен базири әтрапидики районларниң фосфор бомбиси һуҗумиға учриғанлиқини хәвәр қилғаниди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунуш җәрйанида икки тәрәптин йүзләрчә киши талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر