йәһудий көчмәнләр үч пәләстинликни өлтүрди

ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи)тики йәһудий көчмәнләр пәләстинниң наблус шәһиридә үч пәләстинликни өлтүрди, 11 пәләстинликни йариландурди.

2049685
йәһудий көчмәнләр үч пәләстинликни өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қизил һилал ай җәмийити байанат елан қилип, наблус шәһириниң қусра базирида пәләстинликләр билән йәһудий көчмәнләр оттурисида сүркилиш йүз бәргәнликини, пәләстинликләргә һәқиқий оқларни ишлитип һуҗум қилған көчмәнләрниң үч пәләстиликни өлтүрүп, алтә йашлиқ бир балини өз ичигә алған 11 пәләстинликни йариландурғанлиқини уқтурди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунуш җәрйанида икки тәрәптин йүзләрчә киши талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر