исраилийә пәләстинликләрни тутқун қилишни давамлаштурмақта

исраилийә армийәси қуддус вә ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи) ниң охшимиған җайлирида 30 пәләстинликни назарәт астиға алди.

2049465
исраилийә пәләстинликләрни тутқун қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин әсирләр җәмийити йазма байанат елан қилип, исраилийә армийәсиниң қуддус вә ғәрбий қирғақниң тубас, наблус, әриһа, рамаллаһ вә әлхәлил шәһәрлиридә тутқун қилиш һәрикәтлирини елип барғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, исраилийә армийәси бу қетимқи тутқун қилиш һәрикити җәрйанида, 18 нәпири әлхәлилдин булуп җәмий 30 пәләстинликни тутқун қилған.

әң йеңи санлиқ мәлуматларни қошқанда, исраилийә – пәләстин тоқунуши башланған 7 – өктәбирдин буйан исраилийә әскәрлири тәрипидин қуддус  вә ғәрбий қирғақта тутқун қилинған пәләстинликләрниң сани 150 кә йәткән.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикитини қозғиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунуш җәрйанида икки тәрәптин йүзләрчә киши талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر