нурғун дөләтләр исираилийәдики пуқралирини тарқақлаштурушни башлиди

исираилийәдики чәт әл пуқралири бихәтәрлик әндишәлири сәвәбидин тарқақлаштурулмақта.

2049306
нурғун дөләтләр исираилийәдики пуқралирини тарқақлаштурушни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйадики нурғун дөләтләр исираилийәдики пуқралирини тарқақлаштуруш ишлирини башлиди.

германийә пуқралирини исираилийәдин тарқақлаштурушқа тәййарланди. германийә луфханса һава йоллири ширкити исираилийәгә төт нөвәт айропилан сәпири қатнайдиғанлиқини билдүрди.

гиретсийә исираилийәдики 90 пуқрасини тарқақлаштурғанлиқини елан қилди.

биразилийә пирезиденти лула дасилва пуқралирини елип келиш үчүн әвәтилгән биринчи айропиланниң тел авивға йетип барғанлиқини елан қилди.

аргентинаму исираилийәдики пуқралирини тарқақлаштурушни ойлишиватқан болуп, мәсуллар пуқралириниң дөлитигә қайтиши үчүн мунасивәтлик хизмәтләрни башлиғанлиқини қәйт қилди.

коломбийәму пуқралирини тарқақлаштуруш үчүн исираилийәгә һәрбий айропилан әвәтидиғанлиқини билдүрди.

италийә исираилийәдики пуқралирини тарқақлаштуруш ишлирини башлиди. дәсләпки қәдәмдә 200 италийә пуқраси римға йетип кәлди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири шәнбә (7-өктәбир) күни исираилийәгә «әқса топани» намида кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған иди. һамасниң һуҗумида, ғәззәдин исираилийәгә миңларчә ракета етилған вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр райониға бесип киргән иди.

исираилийә армийәсиму буниңға қарита «төмүр қилич» намлиқ һәрикәт башлиған иди.

икки тәрәпниң тоқунушлирида йүзләрчә киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر