фирансийәдә сақчилар манш деңизи чеграсидики көчмәнләр лагерини вәйран қилди

фирансийәдә сақчилар манш деңизи чеграсиға җайлашқан калис шәһиридики көчмәнләр лагерини тарқақлаштурди.

2049095
фирансийәдә сақчилар манш деңизи чеграсидики көчмәнләр лагерини вәйран қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә сақчилири 10-өктәбир (2023) әтигәндә 500 дин артуқ көчмән турушлуқ туркури лагериға бесип кирди.

бихәтәрлик қисимлири көчмәнләрни лагердин мәҗбурий чиқирип, улардин 21 кишини көчмәнлик салаһийити йоқлуқи сәвәбидин қолға алди.

көчмәнләрдин бир киши дохтурханида балнестқа елинди. валий мәһкимиси қалған көчмәнләрни вақитлиқ туралғу мәркәзлиригә елип барди.

сақчиларниң байанатиға асасанғанда, мәзкур көчмәнләр лагери башқиларға тәвә йәргә қурулғанлиқи үчүн йәр игисиниң сотқа әрз қилғанлиқи вә бихәтәрлик сәвәблирини нәзәрдә тутуп,  тарқақлаштуруш һәрикити елип берилған.

калис шәһиридә илгириму әнглийәгә өтүшни сақлаватқан қанунсиз көчмәнләр турушлуқ чедирларни сақчи вә башқа әмәлдарларниң пичақ билән кәскән көрүнүшлири кәң тарқалған иди.  

бу көрүнүшләр, кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң қаттиқ наразилиқиға учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر