аббас б д т баш катипи гутеррес билән телефонлашти

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас бирләшкән дөләтләр тәшкилатини исраилийәниң болупму ғәззә районидики һуҗумлирини тохтитиши үчүн дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирди.

2048624
аббас б д т баш катипи гутеррес билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстинниң рәсмий хәвәр агентлиқи «WAFA» ниң хәвәр қилишичә, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес билән телефонда көрүшкән.

телефон сөһбитидә, мәһмуд аббас ғәззә районидики пәләстин хәлқигә инсанпәрвәрлик вә давалаш йардими беришниң муһимлиқини тәкитлигән.

аббас ғәззә районидики инсаний тирагедийәниң алдини елиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң дәрһал һәрикәткә өтүши керәкликини, шундақла хәлқара қанунға асасән пәләстин хәлқини қоғдаш мәҗбурийитини ада қилиши лазимлиқини қәйт қилған.

у бу райондики җиддийчиликкә хатимә беришниң бирдинбир йолиниң, исраилийәниң пайтәхти қуддус болған пәләстин дөлити территорийәлирини ишғал қилишни тохтитишта муһим рол ойнайдиған киризисни сийасий җәһәттин һәл қилиш чариси икәнликини әскәрткән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ғәззә хәлқигә дәрһал инсанпәрвәрлик йардәм  бериш үчүн, давамлишиватқан җиддийличиликни пәсәйтиш үчүн, барлиқ хәлқаралиқ тәрәпләрниң алақә орнитишиға капаләтлик қилиш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини ейтқан.

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири шәнбә күни исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини уқтурғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин йүзлигән киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر