ғәрб рәһбәрлири исраилийәни қоллап бирләшмә байаннамә елан қилди

америка қошма иштатлири, фирансийә, германийә, италийә вә әнгилийә рәһбәрлири исраилийәни қоллап  бирләшмә байаннамә елан қилди.

2048910
ғәрб рәһбәрлири исраилийәни қоллап бирләшмә байаннамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, фирансийә пирезиденти еммануел макрон, германийә баш министири олаф шолз, италийә баш министири гиоргийа мелони вә  әнгилийә баш вәзири риши сунак қатарлиқ ғәрб рәһбәрлири исраилийә-пәләстин тоқунушиға  һәл қилиш чариси тепиш мәқситидә көрүшкәндин кейин, бирләшмә байаннамә елан қилди.

бирләшмә байаннамәдә, рәһбәрләрниң исраилийәни қәтий қоллайдиғанлиқи, һамасни қәтий әйибләйдиғанлиқи байан қилинди. шундақла рәһбәрләрниң исраилийәниң өзини вә хәлқини қоғдаш тиришчанлиқлирини қоллайдиғанлиқи, бу дөләткә дүшмән болған һәрқандақ бир тәрәпниң  бу һуҗумларни әвзәллик сүпитидә ишлишигә қарши икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди:

«алдимиздики күнләрдә, биз исраилийәниң өзини қоғдийалишиға капаләтлик қилиш, ахирида вәзийити тинч, бир гәвдиләшкән оттура шәрқ райони бәрпа қилишниң земинини һазирлаш мәқситидә  иттипақдаш дөләтләр вә исраилийәниң  достлири болуш сүпитимиз билән, бир гәвдә вә һоқуқта баравәрлик асасида һәрикәт қилимиз.»

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам қисимлири шәнбә күни исраилийәгә «ақса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини уқтурғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, исраилийә армийәсиниң ғәззә райони вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида елип барған һуҗумлирида һазирғичә 704 киши қаза қилған вә тәхминән 4000 киши йариланған.

қамал астидики ғәззә районидин елип берилған һуҗумларда  қаза қилған исраилийәликләрниң сани 900 дин ешип кәткән, 157 нәпири еғир 2616 исраилийәлик йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر