блинкен нигерниң тәхттин чүшүрүлгән пирезиденти билән көрүшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен нигерийәниң тәхттин чүшүрүлгән пирезиденти муһәммәд базум билән телефонда көрүшти.

2048786
блинкен нигерниң тәхттин чүшүрүлгән пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен пирезидент байдин һөкүмитиниң нигердики вәқәләрни «һәрбий өзгириш» дәп елан қилишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалғандин кейин, нигерийәниң тәхттин чүшүрүлгән пирезиденти муһәммәд базум билән телефонда көрүшти.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси матев миллер (Matthew Miller)  ниң байанатида билдүрүлишичә, антони блинкен көрүшүштә «демократийәниң әһмийити» ни тәкитлигән.

у американиң нигердә армийә һакимийәтни тартивалғандин кейин, адаләтсизләрчә қолға елинғанларниң дәрһал қойуп берилишини чақириқ қилди.

америка таратқулири байдин һөкүмитиниң 26-ийул (2023) нигерда армийәниң һакимийәтни тартивалғанлиқини «һәрбий өзгириш» дәп аташ қарарини чиқириш үчүн тәййарлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилған иди.

американиң нигерниң африқа деңиз қирғақлири районлирида террорлуққа қарши көрситиватқан тиришчанлиқларда муһим рол ойниғанлиқи сәвәбидин, нигердики вәқәләрни «һәрбий өзгириш» дәп аташни кечиктүрүватқанлиқи илгири сүрүлмәктә иди.

нигер пирезиденти муһәммәд базум 26-ийул пирезидентлиқ мәһкимисиниң муһапизәтчи баталийони тәрипидин нәзәрбәнт астиға елинған вә шу күни ахшими армийә өзгириш қозғиған иди.

пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәтчи баталийониниң қомандани генерал абдурраһмане тчйани 28-ийул һәрбий пуқралардин тәркиб тапқан 21 кишилик ички кабентниң қурғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر