исираилийә 73 әскириниң өлгәнликини елан қилди

исираилийә армийәси һамасниң шәнбә (2023-йили 7-өктәбир) күни башлиған һуҗумлирида җенидин айрилған әскәрләр саниниң 73 кә чиққанлиқини елан қилди.

2048174
исираилийә 73 әскириниң өлгәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә армийәси йазма байанат елан қилип, йәнә җенидин айрилған 16 исираилийә әскириниң кимлик учурлириниң җәмийәткә ашкарилинип, аилилиригә йәткүзүлгәнликини  билдүрди.

һамасниң һуҗумлирида, 2 миң 315 исираилийәлик йариланди, буларниң ичидә 365 нәпириниң әһвали еғир.

исираилийә армийәси түнүгүн (8-өктәбир) ғәззәниң шәрқий шималиға җайлашқан бәйт ханун райони вә әтрапида 120 нуқтини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

байанатта, бомбардиманда һамасниң нурғун нуқтилириниң битчит қилинғанлиқини, буларниң ичидә бир тонелниң барлиқини әскәртти.

һамасниң һәрбий қанити болған иззәддин қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) «әқса туфани» намида һуҗум башлиғанлиқини елан қилған иди.

һуҗумда, ғәззәдин исираилийәгә миңларчә ракета етилди вә биригада җәңчилири райондики аһалиләр райониға киргән иди.

исираилийә «төмүр қилич һәрикити» ни башлап, буниңға җаваб қайтурғанлиқини елан қилған иди.

һуҗумларда, икки тәрәптин йүзләрчә киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر