һамас бир топ исираилийәликниң әсир елинғанлиқини елан қилди

пәләстин ислами җиһад һәрикитиниң баш катипи зийад ән наххалә қоллирида 30 исираилийәлик әсирниң барлиқини илгири сүрди.

2048119
һамас бир топ исираилийәликниң әсир елинғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ислами җиһад һәрикитиниң баш катипи зийад ән наххалә исираилийә әскәрлири вә қанунсиз көчмәнлиридин тәркип тапқан җәмий 30 исираилийәликлниң ислами җиһад һәрикити тәрипидин әсир елинғанлиқини билдүрүп, буларниң пәләстинлик мәһбуслар билән алмаштурулуш арқилиқ қойуп берилиши мумкинликини қәйт қилди.

һамасниң һәрбий қанити болған иззәддин қассам биригадилириниң байанатчиси әбу убәйдә болса, җәңчиләрниң ғәззә әтрапидики йәһудий аһалиләр районидин бир топ исираилийәликни әсир елип, мувәппәқийәтлик һалда ғәззәгә қайтип кәлгәнликини билдүрди.

у қассам биригадилири әзалири әсир алған исираилийәликләрниң бәзилириниң исираилийә күчлири тәрипидин өлтүрүлгәнликиниң һөҗҗәтләштүрүлгәнликини әскәртип, әсирләрниң сани һәққидә болса, һечқандақ мәлумат бәрмиди.

у қассам биригадилири әзалириниң һазирму исираилийәдә икәнликини, уларниң бәзи шәһәрләрдики йәһудий аһалиләр районлирида тоқунушқанлиқини әскәртип, исираилийә тәрәптә нурғун кишиләрниң өлгәнликини вә йариланғанлиқини қәйт қилди.

һамас бу җәрйанда, исираилийәниң җәнубий райониға «әқса туфани» намлиқ һуҗум рамкисида, онларчә учқулар билән исираилийә нуқтилирини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

иззәддин әл қассам биригадилири йазма байанат елан қилип, һәрикәтниң һава қисимлири тәрипидин «әқса туфани» һуҗумлири рамкисида, исираилийәгә қарши «зәвари» шәкиллик 35 учқу билән һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

иззәддин әл қассам биригадилири йәнә, исираилийәниң ғәззәдә пуқраларға қилған һуҗумиға җаваб сүпитидә ен гурийон айродурумиға ракета билән һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

бу һәқтики байанатта, «әқса туфани» рамкисида аскалан шәһиригиму 100 ракета етилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر