русийә җәнубий қибрисқа ултиматом тапшурди

русийә бир рус журналистниң назарәт астиға елиниши вә бир рус дипломатниң йарилиниши сәвәбидин җәнубий қибрис рум даирилиригә ултиматом тапшурди.

2047536
русийә җәнубий қибрисқа ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, җәнубий қибрис рум даирилириниң <москвада турушлуқ баш әлчиси> кипрос йоргалисниң министирлиққа чақиртилғанлиқини уқтурди.

байанатқа асасланғанда, русийә тәрәп җәнубий қибрис рум тәрипидә «россискайа гезити»ниң мухбири александир гасйукниң назарәт астиға елиниши вә җәнубий қибрис рум  тәрәп бихәтәрлик қисимлириниң русийә әлчиханисида ишләйдиған бир дипломатни йариландурулушиға наразилиқ билдүрүп тәййарлиған ултиматомини йоргалисқа тапшурған.

йоргалисқа русийәлик журналистниң дәрһал қойуп берилиши вә вәқәдин рәсмий йосунда кәчүрүм сорилишиниң күтүлүватқанлиқи уқтурулған.

байанатта: «бу қутратқулуқниң тәшкиллинишидә ғәрб истихбарат органлириниң қоли барлиқиға ишинишкә асасимиз бар» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر