мексика америкаға бир зәһәрлик чекимлик әткәсчисини өткүзүп бәргән

америка ташқи ишлар министири антони блинкен мексика зийаритидә пирезидент мануел лопез обрадор билән көрүшүп, «көч, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики вә иқтисадий һәмкарлиқ» ларни чөридигән һалда бир қатар мәсилиләрни музакирә қилди.

2047119
мексика америкаға бир зәһәрлик чекимлик әткәсчисини өткүзүп бәргән

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен вә униң һәмраһлиқидики һәйәт мексика зийаритиниң иккинчи күнидә, пайтәхт мексика шәһиридә пирезидент лопез обрадор билән көрүшти.

пирезидент лопез обрадор «X» адресида видео һәмбәһрләп, америка билән болған достлуқ мунасивәтлиригә интайин әһмийәт беридиғанлиқлирини билдүрди.

у видеосида блинкен башчилиқидики һәйәт билән «көч, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики вә иқтисадий һәмкарлиқ» ларни чөридигән һалда бир қатар мәсилиләр үстидә сөһбәтләшкәнликлирини әскәртип, бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«һәр икки дөләтниң қийинчилиқларға йүзлишишкә тәййар икәнликигә ишинимән. бу йәрдә биз билән бирликтә болғанлиқиңларға вә өзара һәмкарлишидиғанлиқимиз үчүн тәшәккүр ейтимән. өзара һәмкарлишишни давамлаштуримиз, икки дөләт мунасивәтлири наһайити йахши вә давамлиқ техиму йахши болиду.»

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси матев миллерму мексика тәрәп билән өткүзүлгән учришиш тоғрисидики байанатида: «иқтисадий вә бихәтәрлик мәсилисидә һәр йили өткүзүлүватқан йуқири сәвийәлик дийалоглар нәтиҗисидә, икки дөләт оттурисида мол мәзмунлуқ мулаһизиләр вә ортақ мувәппәқийәтләргә толған бир йил тәбриклиниватиду» деди.

у ташқи ишлар министири блинкенниң мексика президенти лопез обрадрордин зәһәрлик чекимлик әткәсчиликиниң каттибашлиридин овидийо гузманни тапшуруп бәргәнликидин миннәтдар икәнликини билдүрди.

мексика таратқулирида елан қилинған хәвәрләрдә, көрүшүштә лопез обрадор билән блинкенниң қанунсиз көчмәнләр вә фантанилға қарши турушта пикир бирлики һасил қилғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر