2023 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати наргес муһәммәдигә берилди

2023- йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати айаллар һоқуқиға мунасивәтлик паалийәтлири сәвәбидин қамақта йетиватқан иранлиқ паалийәтчи наргес муһәммәдигә берилди.

2047377
2023 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати наргес муһәммәдигә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийә нобел комитети байанат елан қилип, нобил тинчлиқ мукапатиниң наргес муһәммәдигә «ирандики зулумға учриған айаллар үчүн қилған күриши» сәвәбидин берилгәнликини уқтурди.

байанатта, бу мукапатқа еришкән наргес муһәммәдиниң «һәммә адәм үчүн кишилик һоқуқ вә әркинликни илгири сүрүш йолида күрәш қилғанлиқи» тәкитләнди.

наргес муһәммәдиниң «җасарәтлик кишилик һоқуқ күришиниң еғир бәдәллирини төлигәнлики»гә ишарәт қилинған байанатта, униң иранда 13 қетим назарәт астиға елинғанлиқи, бәш қетим үстидин һөкүм елан қилинғанлиқи вә ахирида 31 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи қәйт қилинди.

наргес муһәммәдиниң «айал, кишилик һоқуқ қоғдиғучи вә әркинлик җәңчиси» икәнлики тәкитләнгән байанатта, униң айалларниң «системилиқ кәмситиш вә зулумға учриши»ға қарши күрәш қилиш билән биргә, иззәт –һөрмәт билән йашаш һоқуқини, шундақла пикир әркинлики вә мустәқиллиқ һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүнму күрәш қилғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر