америка-йапонийә һәрбий һәмкарлиқи күнсери күчәймәктә

йапонийә дөләт мудапиә вәзири кихара минору америкада йасалған томахавк (Tomahawk) башқурулидиған бомбилирини пилан қилинғандин бир йил бурун тапшуруп алидиғанлиқлирини елан қилди.

2046694
америка-йапонийә һәрбий һәмкарлиқи күнсери күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә вәзири кихара минору вашингтон зийаритидә америка дөләт мудапиә министири лойд остин билән көрүшүп, бирликтә икки дөләт мунасивәтлири, район вәзийити, һинди-тинч окйанниң һазирқи мәвҗут һалитини қоғдаш вә йапонийә-америка армийәлириниң кәлгүсидики йилларда районда алдин әһмийәт беридиған хизмәтлири қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилди.

баш вәзир кихара көрүшүштә, икки тәрәпниң вәзийәтни контрол қилиш иқтидарини күчәйтишни вә һинди-тинч окйанниң нөвәттики вәзийитини зорлуқ күч билән өзгәртиш урунушиға қарши чиқиш керәкликини тәкитлиди.

америка дөләт мудапиә министири остин икки дөләт оттурисидики истратегийәлик маслишишчанлиқниң өрникиниң йоқлуқини билдүрди.

кихара көрүшүштин кейин мухбирларниң зийаритини қобул қилғанда, америкада йасалған «томахавк» намлиқ башқурулидиған бомбиларни пилан қилинғандин бир йил бурун, йәни 2025-йили тапшуруп алидиғанлиқлирини ейтти.

йапонийә америкадин мусаписи 1600 километирға йетидиған 400 данә «томахавк» бомбисини сетивелип, 2026-йили деңиз армийәсиниң парахотлириға сәпләшни пилан қилмақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر