фирансийә әскәрлири нигердин чекинишкә башлиди

фирансийә нигердики әскәрлирини чекиндүрүшкә башлиғанлиқини елан қилди.

2046862
фирансийә әскәрлири нигердин чекинишкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә армийә иштаби нигердики әскәрләрни чекиндүрүш ишлириниң башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта,  пирезидент макронниң нигер билән болған һәрбий һәмкарлиқлар ахирлашқанлиқи сәвәбидин, у дөләттә 10 йилдин артуқ вақиттин бери вәзипә иҗра қилған фирансийә әскәрлирини 24-сентәбир (2023) чекиндүрш тоғрисида пәрман чүшүргәнлики билдүрүлди.

байанатта, фирансийәниң нигердики һәрбий қисимлирини чекиндүрүш хизмәтлириниң мушу йил (2023) ахиридин илгири ахирлишидиғанлиқи әскәртилди.

нигерда пирезидент муһәммәд базум 26-ийул (2023) пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәт биригадиси тәрипидин нәзәрбәнт астиға елинған болуп, шу күни ахшими армийә һәрбий өзгириш қозғап һакимийәтни тартивалған иди.

нигер пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәт биригадисиниң қомандани генерал абдурраһмане тчйани 28-ийул қурулған вақитлиқ һөкүмәтниң башлиқи болған иди. у 10-авғуст әскәр вә пуқралардин тәшкил тапқан 21 кишилик ички кабент елан қилған иди.

йеңи нигер һөкүмити шуниңдин кейин, фирансийә билән болған һәрбий келишимләрни әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилип, дөләттики фирансийә һәрбий қисимлириниң чиқип кетишини вә һәтта фирансийә баш әлчисиниңму чеградин чиқип кетишини тәләп қилған иди.

фирансийә дәсләптә бу тәләпләрни орунлимайдиғанлиқини елан қилған болсиму, әмма баш әлчи өткән һәптә нигердин чиқип кетишкә мәҗбур болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر