америка бир сүний һәмраһ телевизийә ширкитигә җәриманә қойди

америка тунҗи қетим аләмгә ташливетилгән хәтәрлик әхләтләр вә әхләт қалдуқлири сәвәбидин телевизийә ширкитигә җәриманә қойди.

2046109
америка бир сүний һәмраһ телевизийә ширкитигә җәриманә қойди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һөкүмити қармиқидики федератсийә учур-алақә комитети (FCC) сүний һәмраһ телевизийә ширкити болған диш нетворк (Dish Network) орбетаға қойуп бәргән төвән иқтидарлиқ сүний һәмраһниң йошурун хәвп пәйда қилғанлиқини билдүрүп, 150 миң доллар җәриманә қойди.

федератсийә учур-алақә комитетиниң аләмдики хәтәр лик әхләтләрни бир тәрәп қилиш үчүн йолға қойған җәриманә тәдбирлири, аләмдики әхләтләргә мунасивәтлик әһвалниң еғирлиқини ашкарилап бәрмәктә.

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) йәр шари орбетасида кәңлики 10-1 сантиметирғичә келидиған тәхминә 500 миңдин артуқ зәрричә вә кәңлики 1 миллиметирдин чоң болған 100 милйондин көп зәрричиләрниң барлиқи тоғрисида доклат елан қилған иди.

бу йил (2023) ниң бешидин тартип һесаблиғанда, йәр шари әтрапида айлиниватқан 6 миңдин артуқ актип хизмәт сунуватқан сүний һәмраһниң барлиқи илгири сүрүлмәктә.

хитай 2007-йили 1999-йили қойуп берилгән «1C-феңйүн» метерологийә сүний һәмраһини башқурулидиған бомба билән етип парчиливәткән иди. әйни вақитта хитайниң бу һәрикитиниң «чоңқур әндишә» пәйда қилғанлиқи билдүүрлгәниди.

2009-йили американиң бир сүний һәмраһи билән русийәниң бир сүний һәмраһиниң соқушуп кетиши, хәлқара аләм понкитиниң хәтәр астида икәнликини вә бу әһвалниң аләмдә 2 миңдин артуқ сүний һәмраһ парчисини пәйда қилидиғанлиқи тоғрисидики әндишәләргә сәвәб болған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر