мусулдики от апитидә йариланған төт киши түркийәгә елип келинди

ирақниң мосул шәһиридики бир той залида йүз бәргән от апитидә йариланған төт киши түркийәгә елип келинди.

2043931
мусулдики от апитидә йариланған төт киши түркийәгә елип келинди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министирлиқ мәһкимиси ахбарат ишлири ишханиси йазма байанат елан қилип: «баш министир муһәммәд шийа әссуданиниң йолйоруқиға асасән, һәмәданийә наһийәсидики қайғулуқ от апитидә йариланған төт киши қариғучилири билән бирликтә түркийәгә давалинишқа әвәтилди» деди.

байанатта, йариланғанларға икки дохтур, сестра вә дәсләпки қутқузуш мутәхәссислиридин тәркиб тапқан 10 кишилик давалаш әтритиниңму һәмраһ болидиғанлиқи қәйт қилинди.

алдинқи күни, мосул шәһириниң һәмданийә наһийәсидики бир той залида от апити йүз берип, 93 адәм һайатидин айрилған, 100 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر