исраилийә уруш айропиланлири ғәззәдики көзитиш нуқтилирини бомбардиман қилди

исраилийә уруш айропиланлири ғәззә райониниң җәнубидики һамасниң һәрбий қанитиға тәвә икки көзитиш нуқтисини бомбардиман қилди.

2042713
исраилийә уруш айропиланлири ғәззәдики көзитиш нуқтилирини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәсиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида, уруш айропиланлири тәрипидин бомбардиман қилинған көзитиш нуқтилириниң ғәззә райониниң қарни вә рәфаһ районлириға җайлашқан һамасниң һәрбий қанити иззәддин әлқасим биригадилириға тәвә икәнлики байан қилинди.

байанатта, бомбардиман нәтиҗисидә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлүп- көрүлмигәнлики һәққидә һазирғичә һечқандақ мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر