америка куба әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

америка қошма иштатлири кубаниң вашингтондики әлчиханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

2042502
америка куба әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлири кубаниң вашингтондики әлчиханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйибләйду. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, дипломатик вакаләтханиларға һуҗум қилинишини қобул қиғил болмайду. куба әлчиханиси даирилири вә қанун иҗра қилиш орунлири билән алақилишип, бу вәқәни тәкшүрүватимиз.»

 куба дипломатийә министири бруно родригуез паррила аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған байанатида, кубаниң вашингитон әлчиханисиниң йәкшәнбә күни «террорлуқ һуҗуми» ға учриғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر