қарабағда бензин искилатида партлаш йүз бәрди

әзәрбәйҗанниң қарабағ районидики ханкәнди-әсқәран йоли әтрапидики бир бензин искилатида йүз бәргән партлаш вә униңдин кейинки от апитидә нурғун адәм қаза қилди, 200 дин артуқ адәм йариланди.

2042218
қарабағда бензин искилатида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи «Armenpress» ниң хәвиригә қариғанда, кәч тәрәпләрдә ханкәнди райониға йеқин әсқәран йолиға җайлашқан бензин искилатида партлаш йүз бәргән.

қарабағдики әрмәнләрниң вәкиллириниң билдүрүшичә, партлаш вә униңдин кейин йүз бәргән от апитидә нурғун адәм қаза қилған һәмдә йариланған.

йариланғанлар сани 200 дин ешип кәткән ханкәнди районидики барлиқ дохтурханилар җиддий һәрикәткә өткән. йариланғанларниң көпинчисиниң әһвали еғир болуп, қаза қилғанларниң сани вә партлашниң сәвәби ениқ әмәс икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر