нигерийәдики холера йуқуми сәвәбидин 94 адәм өлди

ғәрбий африқа дөләтлиридин нигерийәдики холера йуқуми сәвәбидин бу йил (2023) киргәндин буйан җенидин айрилғанларниң сани 94 кә йәтти.

2042130
нигерийәдики холера йуқуми сәвәбидин 94 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизиниң билдүрүшичә, алдинқи ай (2023-йили авғуст) да нигерийәниң 23 өлкисидә 201 киши холера йуқуми билән йуқумланған.

нигерийәдә бу йил киргәндин буйан 2860 киши холера йуқуми билән йуқумланған, холера йуқуми сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 94 кә йәткән.

мәлуматларға қариғанда, «вибро» бактерийәси, йемәклик вә су арқилиқ тарқилидиған холера йуқуми алди билән ич сүрүшни, андин бәдәндә сусизлиқни кәлтүрүп чиқиридикән. әгәр даваланмиса, кесәллик өлүм хәвпини кәлтүрүп чиқиридикән.

нигерийәдә пакизә су кәмчил болғандин башқа, давалаш йетәрсизликиму кесәллик вә өлүм хәвпини ашурувәтмәктә икән.

бу дөләттә бәзгәк, балилар кесәлликлири вә маймун чечики вируси қатарлиқ йуқумлуқ кесәлликләрму кәң тарқалмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر