әрменийәдә сәккиз киши һоқуқни мәҗбурий тартивелишни пиланлаш билән әйиблинип қолға елинди

әрменийәдә сәккиз киши һоқуқни тартивелиш һәмдә баш министир вә һөкүмәт әзалирини қәстләп өлтүрүшни пиланлаш җинайити билән әйиблинип назарәт астиға елинди.

2041761
әрменийәдә сәккиз киши һоқуқни мәҗбурий тартивелишни пиланлаш билән әйиблинип қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә рәсмий хәвәр агентлиқи — әрмән пирес, әрменийә дөләт бихәтәрлик идариси билән тәкшүрүш идариси хадимлири ичкириләп ениқлаш арқилиқ йәттә нәпири «<әһли сәлип> һәрбий вәтәнпәрвәрләр җәмийити тәшкилати» әзаси болуп, җәмий сәккиз адәмниң қоллиридики қорал вә оқ - дориларни  баш министир никол пашинйан вә һөкүмәтниң башқа әзалириға қарши җинайи қорал қилип ишлитип, һоқуқни тартивелиш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини паш қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур кишиләр һөкүмәтниң салаһийәтлирини асасий қанунда көрситилмигән шәкилдә зорлуқ билән тартивелишқа тәййарлиқ қиливатқаникән.

тәкшүрүш җәрйанида йанлиридин алақә үскүнилири, алақә тосуш үскүнилири, қорал вә оқ - дора тепилған мәзкур кишиләр дөләт бихәтәрлик идариси вә тәкшүрүш идариси хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән.

йәнә бир тәрәптин, әрменийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, бу кишиләрниң бириниң әриванниң сабиқ шәһәр башлиқи, «пидаий қоғдиғучилар бирләшмиси» тәшкилатиниң сабиқ муавин рәиси алберт базейан болуп, у баш министир никол пашинйанни қәстләп өлтүрүшни пиланлаш билән әйибләнмәктә икән.

хәвәрләрдә, назарәт астиға елинған мәзкур кишиләрниң тәкшүрүлүватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر