косовуда һуҗум пәйда қилғанларниң үчи етип өлтүрүлди

косову баш министири албин курти зивечан түнүгүн (24-сентәбир) әтигән райониға қарашлиқ банжска йезисида йүз бәргән вә косовулуқ бир сақчи хадими җенидин айрилған һуҗумни пәйда қилғучилардин үч кишиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди.

2041736
косовуда һуҗум пәйда қилғанларниң үчи етип өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: косову баш министири албин курти қораллиқ гуруппиниң оқ чиқириши нәтиҗисидә җенидин айрилған сақчи хадими африм бунжаку үчүн өткүзүлгән дәпнә мурасимида сөз қилди.

у: «булардин үчи етип өлтүрүлди, уларниң арисида йариланғанлар вә қолға елинғанларму бар. буниңдин кейинки басқуч, бизгә буларниң ким икәнлики, косуву чеграсидин қандақ киргәнлики, косову җумһурийитидә қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш һәрикитиниң қоманданлири вә рәһбәрлириниң ким икәнлики тоғрисида нурғун учурларға игә қилиду. һазирғичә билгәнлиримиз, буниңдин илгири ойлап келиватқинимиздәк узун вақиттин бери пилан қилған кәспий террорлуқ-җинайәт гуруһиниң әмәлгә ашурғанлиқи. булар бир әткәсчилик гуруһиға әмәс, бәлки сийасий вә иқтисадий җәһәттә белградниң қоллишиға еришкән йалланма әскәрләр гуруһиға вәкиллик қилиду» деди.

косову ички ишлар министири хелал свичла ахбарат елан қилиш йиғинида, банжска йезисида башланған һәрбий һәрикәттә үч һуҗумчиниң етип өлтүрүлгәнликини, икки һуҗумчи вә симсиз телефон билән террорлуқ һуҗумиға йардәм қилған  төт кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди.

у қолға елинған икки кишиниң йариланған һаләттә һәрбий формилири билән қолға чүшүрүлгәнликини қәйт қилди.

у косову сақчилириниң районда тинитиш ишлирини давамлаштуруватқанлиқини вә нурғун қорал-йарағларни қолға чүшүргәнликини әскәртип: «дөлитимизниң барлиқ земинлири контроллуқимиз астида» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر