б д т: ислаһат еһтийаҗи илгирикигә қариғанда техиму рошән

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес нөвәттики мәсилиләрни һәл қилишта ислаһат еһтийаҗиниң илгирикигә қариғанда техиму рошән икәнликини ейтти.

2040841
б д т: ислаһат еһтийаҗи илгирикигә қариғанда техиму рошән

түркийә авази радийоси хәвири: гутеррес бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 78 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә өткүзүлгән «кәлгүсидики башлиқлар йиғини» да қилған сөзидә, «ортақ қаралма» доклатини тилға елип, бу даиридә дөләтләр оттурисида қайтидин ишәнч турғузуш вә һәмкарлиқ орнитишниң муһимлиқи тоғрилиқ чақириқта болди.

у доклатта «күндилик сийасий вә иқтисадий реаллиқлар» ға асасән көп дөләтлик тәшкилатларни ислаһ қилишниң лазимлиқини әскәртти.

гутеррес мәвҗутлуқ тәһдитлири вә хәвп-хәтәрләргә қарши күрәш дәвридә көп тәрәплик басқуруш системисиға еһтийаҗ барлиқини тәкитләп мундақ деди: «чүнки ислаһат еһтийаҗи илгирикигә қариғанда нөвәттә техиму рошән.»

у көп қутуплуқ дунйа тәртипиниң шәкиллинишкә башлиғанлиқини, бу әһвалниң һәм пурсәт һәм йеңи хәтәрләрни елип келидиғанлиқини, шундақла дунйави җиддийчилик, риқабәт вә бөлүнүшниму ашуруветидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «кәлгүсиниң әһдинамиси сиз вә хәлқиңиз оттурисидики әһдинамә болиду.»

«биз нөвәттә йәр шари характерлик хирисларға дуч келиватимз.бу хирисларға қарши кичик гуруппилар йаки иттипақлар билән әмәс, бәлки дунйави һәл қилиш чарилири арқилиқ  күрәш қилалаймиз. буни ишқа ашуралайдиған бирдинбир мунбәр бирләшкән дөләтләр тәшкилатидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر