русийә барентс йавро- шималий қутуп кеңишидин чекинип чиқти

русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, москваниң барентс йавро- шималий қутуп кеңишидин чекинип чиққанлиқини елан қилди.

2039247
русийә барентс йавро- шималий қутуп кеңишидин чекинип чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, йавро- шималий қутуп кеңишиниң 30 йил бойичә «шималда» муқимлиқни сақлап, үнүмлүк хизмәтләрни қилған бир формат икәнликини әскәртти.

 данийә, финландийә, исландийә, норвегийә, шиветсийә вә йавропа комитетидин тәркиб тапқан йавро - шималқй қутуп кеңишидитики ғәрб дөләтлириниң бу форматни паләч һаләткә чүшүрүп қойғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «мәзкур дөләтләрниң хаталиқлири сәвәбидин, кеңәшниң паалийити 2022- йили 3- айдин башлап паләч һалға чүшүп қалди» дегән ибариләргә орун берилди.

финландийәниң айлиниш пиринсипиға хилаплиқ қилип, йавро- шималий қутуп кеңишиниң  нөвәтчи рәислик вәзиписини русийәгә өткүзүп бәрмигәнлики тилға елинған байанататта, «нөвәттики әһвал астида, биз русийәниң йавро- шималий қутуп кеңишидин чекинип чиққанлиқини елан қилишқа мәҗбурмиз» дейилди.

байанатта, русийәниң дөләтниң шималий районларға алақидар нишанлирини давамлиқ әмәлгә ашуридиғанлиқи тәкитләнди.

йавро- шималий қутуп кеңиши барентс районидики дөләтләр ара һәмкарлиқни күчәйтиш мәқситидә 1993 – йили қурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر