пакистанниң сабиқ ички ишлар министири назарәт астиға елинди

пакистанда авам мусулманлар бирләшмиси (AML) партийәси рәһбири, сабиқ ички ишлар министири шәйх рашид әһмәд назарәт астиға елинди.

2038769
пакистанниң сабиқ ички ишлар министири назарәт астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң «гео хәвәрләр» қанили, сабиқ баш министир имран хан билән мунасивити йеқин кишиләрниң бири болған шәйх рашид әһмәдниң пайтәхт исламабадқа қошна шәһәр равалпиндидики өйидә назарәт астиға елинғанлиқини хәвәр қилди.

шәйх рашид әһмәдниң адвокати сәрдар абдурраззақ авам мусулманлар бирләшмиси партийәси рәһбири әһмәдниң тутқун қилиниш сәвәби вә тутуп турулуватқан орниниң ениқ әмәсликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر