ливийәдә еғир кәлкүн апити йүз берип, 2000 дин артуқ адәм қаза қилди

ливийәниң шәрқидә еғир кәлкүн апити йүз бәрди؛ пәқәт дәрнә шәһиридила 2000 дин артуқ адәм қаза қилди.

2036013
ливийәдә еғир кәлкүн апити йүз берип, 2000 дин артуқ адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң шәрқидики «һөкүмәтниң баш министири» усамә һәммад мухбирларға байанат берип, пәқәт дәрнә шәһиридила қаза қилғанлар саниниң 2000 дин ешип кәткәнликини билдүрди вә шәһәр вәзийитини «паҗиә» дп атиди.

райондики һөкүмәтниң ички ишлар министири исам әбу зәрибә, дәрнә шәһиридә йағқан қаттиқ йамғур сәвәбидин һайатидин айрилған 1500 дин артуқ кишиниң җәсити тепилғанлиқини, йоқап кәткәнләр саниниң 7 миңға йәткәнликини билдүрди.

дәрнә шәһәрлик һөкүмәт мәҗлиси әзаси әһмәд әмдур өзиниң фейсбуктики адресида байанат берип, шәһәрдики нурғун бина вә туралғуларниң пүтүнләй су астида қалғанлиқини, кәлкүнниң ул әслиһәләрни еқитип кәткәнликини, асаслиқ йолларниң вәйран болғанлиқини, аммиви вә хусусий мал – мүлүкләрниң зор зийанға учриғанлиқини тәкитлиди.

ливийә миллий иттипақлиқ һөкүмити байанатчиси муһәммәд һаммудә дөләтниң шәрқидики кәлкүн апити сәвәбидин өткүзүлгән пәвқуладдә ички кабинет йиғинидин кейин, өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилди.

һаммудә, метеорологийә идарисиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, җәбәл әләхдәр районида хатириләнгән һөл-йеғин миқдариниң тәхминән 400 миллиметирға йәткәнликини, буниң ливийәдә 40 йилдин буйан көрүлгән әң йуқири һөл-йеғин миқдари һесаблинидиғанлиқини ейтти.

миллий иттипақлиқ һөкүмити баш министири абдулһәмид дибәйбәниң кәлкүн апити сәвәбидин үч  күнлүк матәм елан қилғанлиқини әскәрткән һаммудә, пүтүн мәмликәттики байрақларниң йерим чүшүрүлидиғанлиқини қәйт қилди.

бу арилиқта, баш министир дибәйбә хәлқара җәмийәтни кәлкүн апитигә учриған районларға йардәм беришкә чақирди.

начар һаварайи шараити ливийәниң бинғази, бәйда, мәрк вә сусә шәһәрлиригиму тәсир көрсәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر