ливийә баш министири қатар әмири билән көрүшти

ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал тани билән көрүшти.

2035452
ливийә баш министири қатар әмири билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: ливийә һөкүмитиниң рәсмий иҗтимаий алақә адресида, қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән учришишқа алақидар йазма байанат елан қилди.

байанатта, «баш министир дибәйбә билән қатар әмири шәйх тәмимниң учришишида, електир, қуйаш енергийәси, ул - әслиһә, қатнаш вә тәнтәрбийә қатарлиқ нурғун саһәләр бойичә ортақлиқ вә һәмкарлиқ мәсилилири музакирә қилинди» дейилди.

учришишита өзара мунасивәт, район характерлиқ вә хәлқаралиқ сийасий вәзийәттин башқа йәнә, ортақ мәнпәәт мәсилилиригә мунасивәтлик маслаштурушниң муһимлиқиниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта һәр икки тәрәпниң судандики тоқунушни түгитиш шундақла иттипақлиқ вә муқимлиқни қоғдаш тиришчанлиқини қоллашниң зөрүрийитини тәкитлигәнлики уқтурулди.


خەتكۈچ: #қатар , #ливийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر