вархели: әнқәрә зийаритим мувәппәқийәтлик өтти

йавропа иттипақи комитети қошнидарчилиқ вә кеңәйтиш ишлири комиссари оливер вархели әнқәрә зийаритиниң мувәппәқийәтлик өткәнликини ейтти.

2034655
вархели: әнқәрә зийаритим мувәппәқийәтлик өтти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети қошнидарчилиқ вә кеңәйтиш ишлири комиссари оливер вархели әнқәрә зийаритиниң интайин мувәппәқийәтлик өткәнликини, буниң түркийәдә сийасәт, сода – иқтисад, пән – техника, иҗтимаий сийасәт саһәлиридики иҗабий қаралмиларға муһим төһпиләрни қошидиғанлиқини билдүрди.

вархели аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә икки күнлүк (6-7-сентәбир) әнқәрә зийарити һәққидә байанат елан қилди.

у байанатида, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан билән елип барған учришиши һәққидә тохтилип мундақ деди: «учришишта, министир фидан билән дийалог вә һәмкарлиқни күчәйтиш, мәвҗут пурсәтләрдин үнүмлүк пайдилиниш үчүн  ортақ гүллиниш вә муқимлиқни сақлаш йолида ишлиниватқан хизмәтләрни қоллаш, виза рәсмийәтлирини қолайлаштуруш, сода мунасивәтлири вә мәбләғ селиш пурсәтлири тоғрисидики алақини күчәйтиш мәқситидә иҗабий қаралмиларни шәкилләндүрүш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилдуқ.»

вархели зийарити даирисидә түркийә сода министири өмәр болат билән елип көрүшкәнликини әскәртти, таможна иттипақи келишиминиң йеңилинишини көздә тутуп, содиға пассип тәсир көрситидиған амилларға қарши тез күрәш қилиш мәсилисидә техиму көп илгирләшләрниң қолға кәлтүрүлүшини көрүш ирадилириниң қәтийликини тәкитлиди. шундақла йавропа иттипақиниң русийәгә қаратқан ембарголирини иҗра қилиш үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситиш тоғрисида нәтиҗилик  пикир алмаштурғанлиқлирини байан қилди.

у түркийә җумһурийити иҗтимаий ишлар вә аилә хизмәтлири министири маһинур өздәмир гөкташ билән изалиған чәт әлликләргә қарита иҗтимаий җәһәттин бир гәвдиләштүрүш йардими келишим лайиһәсини «йавропа иттипақи имзалиған әң чоң келишим» дәп атиди.

вархели түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтар, муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз, санаәт вә технологийә ишлири министири мәһмәт фатиһ қачир вә түркийә сода дунйаси биләнму көрүшкәнликини байан қилди.

у ахирқи байанатида, түркийәниң йавропа иттипақиниң упуқ сизиқи йавропа вә ерасмус пирограммилириға қатнишишини «мувәппәқийәт һекайиси» дәп атиди, һәмдә түркийәниң бу қетим йавропа иттипақиниң дигитал йавропа пирограммисиға дахил болушиниң илим-пән, технологийә вә маарип саһәлиридики һәмкарлиққа төһпә қошидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر