п к к сүрийәниң баб наһийәсигә һуҗум қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилири сүрийәниң баб наһийәсигә һуҗум қилди.

2034581
п к к сүрийәниң баб наһийәсигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәниң  шималидики «‹фират қалқини› һәрбий һәрикити» арқилиқ террорчилардин тазиланған баб наһийәсигә қарашлиқ каббасин райониға қилған һуҗумида бир пуқра һайатидин айрилди, 3 пуқра йариланди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилири мүнбич наһийәсидә ишғал астида тутуватқан урәймә районидин баб наһийәсигә қарашлиқ каббасин райониға һуҗум қилди.

һуҗумда бир пуқра һайатидин айрилди, 3 пуқра йариланди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г сүрийәниң шималидики баб наһийәсигә қарашлиқ әлулашли йзисидики бир җамәгә, шундақла бәзи пуқраларниң өйлиригә ракетамийотлар арқилиқ һуҗум қилған, 200 аилини баб наһийәси мәркизигә көчүшкә мәҗбур қилғаниди.

баб наһийәси мәркизи вә йеза – кәнтлири 2017 – йили 2 – айда  түркийә армийәсиниң «‹фират қалқини› һәрбий һәрикити» арқилиқ террорлуқ тәшкилати даештин тазиланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر