малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида 64 адәм қаза қилди

малида йүз бәргән икки қетимлиқ террорлуқ һуҗумлирида 49 пуқра вә 15 әскәр болуп, җәмий 64 адәм һайатидин айрилди.

2034706
малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида 64 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мали армийәсиниң билдүрүшичә, бир сайаһәт парахоти тимбукту районидин өтидиған нигер дәрйасида ракетамийот һуҗумиға учриған.

моториға 3 ракетамийот оқи тәгкән парахоттики 49 киши һайатидин айрилған.

мали таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, 300 адәм олтурған парахот һуҗумда еғир зийанға учриған болушиға қаримай қирғаққа йеқинлишалиған.

гав райониниң бамба наһийәсидә турушлуқ әскәрләргә қилинған һуҗумда 15 әскәр қаза қилған.

мали һөкүмитиниң байанатида билдүрүлүшичә,  8-сентәбир йерим кечидин башлап, һәр икки қетимлиқ һуҗумда һайатидин айрилғанлар үчүн 3 күнлүк миллий матәм елан қилинған.

һуҗумларниң җавабкарлиқини мәғриб әлқаидә тәшкилатиниң саһел гурупписи болған җамаәт нусрә әлислам вәлмуслим өз үстигә алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر