моравейки полша армийәсини заманивийлаштурушниң тәхирсиликини тәкитлиди

полша баш министири матеус моравейки дөләтниң һәр бир ғерич земинини дунйа тарихидики әң күчлүк һәрбий иттипақ болған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато билән бирликтә қоғдайдиғанлиқлирини ейтти.

2034497
моравейки полша армийәсини заманивийлаштурушниң тәхирсиликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: моравейки полшаниң киелсе шәһиридики сөзидә русийәни һуҗум қилди؛ у русийәниң вәйран болған империйәсини қайта қурушни пиланлаватқанлиқини илгири сүрүп: «киремил сарийи тәшвиқатчилири русийәниң полшаға қарита дүшмәнлик муддиаси барлиқини йошурмайду. биз алди билән армийәниң заманиви қорал- йарағлар билән қораллинишиға әһмийәт беришимиз керәк» деди.

у полшалиқларниң өзини бихәтәр һес қилиши керәкликини тәкитләп: «биз дөләтниң һәр бир ғерич земинини қоғдаймиз. буни дунйа тарихидики әң күчлүк һәрбий иттипақ болған нато билән бирликтә қилимиз. биз буни полша армийәси вә қорал- йарағ санаитини кеңәйтиш арқилиқ ройапқа чиқиримиз. буни иттипақдашлиримиз билән һәмкарлишип туруп башқа елип чиқимиз» деди.

моравийки беларусийәни көздә тутқан һалда, полшаниң «пүтүнләй мөлчәрлигили болмайдиған»бир дөләт билән чегрилинидиғанлиқиға ишарәт қилип: «биз җуғрапийәлик орнимизниң ақивитиниң қандақ болидиғанлиқини көрүватимиз, шуңа полша армийәсиниң барлиқ қорал- йарағ пирограммисини күчәйтиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر